Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 11:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Бизгә гуна қилған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән».

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 11:4
31 Referans Kwoze  

Езиқ­турулуштин сақлиниш үчүн, сәгәк туруп дуа қилиңлар, ирадә халайду, лекин тән аҗиздур, — деди.


Бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. Әгәр араңларда бири силәрниң көңлүң­ларни ағритқан болса, уни кәчүрүңлар. Рәббимиз силәрни кәчүрги­нидәк, силәрму башқиларни кәчүрүңлар.


Шуниңға охшаш, әгәр һәммиңлар қериндашлириңларни дилиң­лар­дин кәчүрмисәңлар, асмандики Атамму силәрни кәчүрмәйду.


Чүнки силәр башқиларға рәһим қилмисаңлар, сорақ қилинғанда Худа силәр­гиму рәһим қилмайду. Башқиларға рәһим қилған болсаң­лар, Худаниң җазасиға әмәс, рәһим қилишиға еришәләйсиләр.


Рәббимиз мени һәр хил яманлиқлардин қутқузуп, асмандики Өз Падишалиғиға бехәтәр йәткүзгәй. Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


амма Рәббимиз ишәнчликтур. У силәр­ни мустәһкәм қилиду һәм шәйтанниң яманлиқлиридин сақлайду.


Силәр дуч кәлгән синақларға башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Худа ишәнчликтур! У силәрни бәрдашлиқ бериш чекиңлардин һалқи­ған синақларға учратмайду. Худа силәрниң синаққа дуч кәлгәндә пут тирәп туралишиңлар үчүн, аздурулуштин сақлиниш йолини ечип бериду.


Уларни бу дуниядин айривәт дәп әмәс, бәлки шәйтандин сақла дәп тиләймән.


— Ухлап қалғиниңлар немиси? Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди һәзрити Әйса уларни ойғитип.


Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду.


Бәрдашлиқ бериш һәққидики әмримгә әмәл қилғанлиғиң үчүн, бу дуниядики инсанларни синаш мәхситидә пүтүн йәр йүзигә балаю-апәт чүшири­лидиған вақитта сени униңдин қоғдап қалимән.


Кәлгүсидә чекидиған азап-оқубәтләрдин қорқма. Билип қойғин­ки, шәйтан араңлардин бәзиләрни йеқинда зинданға ташлитип синимақчи. Силәр он күнгичә қийнилисиләр. Таки өлгичә Маңа садиқ бол. Шу чағда Мән саңа һаятлиқ таҗини кийдүримән.


Мени пүтүн бала-қазалардин қутқузған периштә Уларға бәхит ата қилғай. Мениң намим, ата-бовам Ибраһим билән Исһақниң нами Бу балилар арқилиқ мәңгү давамлашқай. Улар нурғун әвлатлиқ болуп, йәр йүзидә гүлләп яшниғай».


Һәзрити Әйса сөзини давам қилип шагиртлириға мундақ деди: — Әгәр йерим кечидә достуңниң өйигә берип, «Бурадәр, маңа үч нан берип тур,


Силоһа мәһәлисидики мунара өрүлүп чүшкәндә тегидә қелип өлгән он сәккиз кишини қандақ дәйсиләр? Уларни Йеруса­лимдики башқа кишиләрдинму яман, дәп қарамсиләр?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite