9 У шәһәрдики кесәлләрни сақайтиңлар вә у йәрдики кишиләргә: «Худаниң Падишалиғи силәргә намайән болуш алдида туриду!» дәңлар.
кишиләргә: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди.
Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңки, һәм судин, һәм Худаниң Роһидин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйду.
«Худадин келидиған җазаға өзәңларниң җавапкәр болидиғанлиғиңларни билдүрүш үчүн биз шәһириңларниң айиғимизға қонған тописиниму қеқип чүшириветимиз!» дәп агаһландуруңлар вә уларға «Билишиңлар керәкки, Худаниң Падишалиғи силәргә расттинла намайән болған еди!» дәңлар.
Худаниң Падишалиғи тоғрисидики Хуш Хәвәрни жүрәклик тарқитип, Рәббимиз Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрниму йәткүзди, униңға һеч ким тосқунлуқ қилмиди.
Андин уларни Худаниң Падишалиғи һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.
Андин Павлус: — Шуңа билишиңлар керәкки, Худаниң қутқузуши йәһудий әмәсләргиму берилмәктә. Улар уни қобул қилмай қалмайду! — деди.
Һәзрити Әйса: — Билип қоюңки, һеч ким қайтидин туғулмиғичә, Худаниң Падишалиғини көрәлмәйду, — деди.
Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бемарларға зәйтун йеғини сүркәп сақайтти.
Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Худаниң Падишалиғини немигә охшитай? Қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәй?
Шуниңдин етиварән, һәзрити Әйса: «Гуналириңларға товва қилиңлар, чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп тәлим беришкә башлиди.
Бирақ бирәр шәһәргә барғиниңларда, у йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, көпчилик алдида: