Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.
Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәдилири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди.