Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 10:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41 Бирақ һәзрити Әйса униңға мундақ җавап бәрди: — Әй Марта, сән артуқ ишларға баш қатуруп аварә болуп жүрүва­тисән.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 10:41
13 Referans Kwoze  

Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.


— Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндиши­лиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиң­ларға ташланған тордәк кәлмисун.


Ундақ кишиләрниң көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


Андин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар.


Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә сәпирини давамлаш­туруп, бир йезиға кәлди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял Уни өйигә тәклип қилди.


Өйдики ишларниң көплүгидин пайпетәк болуп жүргән Марта һәзрити Әйсаниң алдиға келип: — Әй Рәббим, сиңлим Мәрийәм шунчә көп ишларни маңила ташлавәтти, уни маңа ярдәмләштүргәйсиз! — деди.


Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәди­лири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди.


Һәзрити Әйса Марта, Мәрийәм вә Лазарни бәк яхши көрәтти.


У йәрдә Униңға зияпәт берилди, Марта у йәрдә меһманларни күтүвататти. Лазар һәзрити Әйса билән һәмдәстихан болғанлардин бири еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite