Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 10:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 10:16
17 Referans Kwoze  

Йәнә шуни билип қоюңларки, Мән әвәткән һәр қандақ бир кишини қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду. Мени қобул қилғанлар болса, Мени Әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.


Силәрни қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду; Мени қобул қилғанлар болса Мени әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.


Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду.


Бирақ Мени рәт қилғанларни вә сөзли­римни қобул қилмиғанларни сораққа тартқучи бар. У болсиму ейтқан сөзлирим болуп, қиямәт күни кишиләрни сораққа тартиду.


Һәзрити Әйса жуқури аваз билән мундақ деди: — Маңа ишәнгәнләр Маңила әмәс, Мени Әвәткүчигә ишәнгән болиду.


— Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, у Мениму қобул қилған болиду. Ким Мени қобул қилса, у Мени әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниму қобул қилған болиду.


Ким Мени дәп, бундақ кичик балиларни қобул қилса, Мени қобул қилған болиду!


Йәр сетилмиғанда сениң еди, сетилғандин кейин пулму өзәңниң. Шундақ туруп, йәнә немишкә ғәрәзлик һалда: «Пулниң һәммиси мошу», дәп кәлдиң? Сән инсанғила әмәс, Худағиму ялған ейттиң! — деди.


шагиртларға: — Ким Мени дәп, бундақ кичик балини қобул қилса, Мени қобул қилған болиду. Мени қарши алса, Мени Әвәткүчини қарши алған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини Худаниң нәзәридә әң улуқ болиду, — деди.


Әтә әтигәндә Пәрвәрдигарниң улуқлу­ғини көрисиләр. Рәнҗигәнлигиңлар Униң қулиғиға йәтти. Силәр­ниң наразилиғиңлар Униңға қаритилғандур. Бизгә қарши наразилиқ билдүргидәк биз ким едуқ?


Пәрвәрдигар кәчтә силәргә гөш бериду. Әтигәндә силәрни тойғидәк нан билән тәминләйду. Чүнки У силәрниң рәнҗигәнлигиңларни аңлиди. Силәрниң биздин рәнҗигиниңлар, әмәлиятта Пәрвәрдигардин рәнҗигәнлигиңлардур! — деди.


У чағда кесилим силәр үчүн бир аваричилиқ болсиму, лекин силәр мени камситмидиңлар, рәт қилмидиңлар. Әксичә мени Худа әвәткән бир периштәни, һәтта Әйса Мәсиһни күткәндәк күтүвалдиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite