Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 10:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 «Худадин келидиған җазаға өзәңларниң җавапкәр болидиғанлиғиңларни билдүрүш үчүн биз шәһириңларниң айиғимизға қонған тописиниму қеқип чүшириветимиз!» дәп агаһ­ландуруңлар вә уларға «Билишиңлар керәкки, Худаниң Падишалиғи силәргә расттинла намайән болған еди!» дәңлар.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 10:11
16 Referans Kwoze  

Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиве­тип, Коня шәһиригә кетип қалди.


У шәһәрдики кесәлләрни сақайтиңлар вә у йәрдики кишиләргә: «Худаниң Падишалиғи силәргә намайән болуш алдида туриду!» дәңлар.


У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди.


Лекин Павлус билән Барнаба техиму жүрәклик һалда мундақ деди: — Биз Худаниң сөзлирини алди билән йәһудий қериндашлири­мизға йәткүзүшимиз керәк еди, лекин силәр йәһудийлар уни қобул қилмидиңлар. Өзәңларни мәңгүлүк һаятқа еришишкә лайиқ көрми­диңлар. Шуңа биз силәрдин айрилдиған болдуқ, әнди биз Хуш Хәвәрни йәһудий әмәсләргә йәткүзимиз!


Шуңа пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан балаю-апәт бешиңларға келип қалмаслиқ үчүн, еһтият қилип, уларниң сөзлиригә диққәт қилиңлар:


Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса вә сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин қайтишиңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.


Силәрни қобул қилмиған, сөзүңларни аңлимиған кишиниң өйидин яки шу шәһәрдин қайтқиниңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар.


Лекин исраиллар һәққидә Худа Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ мундақ деди: «Мән бойсунмас вә җаһил бир хәлиққә Күн бойи қоллиримни узитип турдум».


Уларниң демәкчи болғини дәл «Худаниң сөзи саңа йеқиндур, у тилиңда вә дилиңдидур». Мана бу һәм биз йәткүзүватқан ишәнч тоғрисидики сөзләрдур.


кишиләргә: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди.


Барған йериңларда: «Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп җакалаңлар.


Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.


Бирақ бирәр шәһәргә барғиниңларда, у йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, көпчилик алдида:


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite