10 Бирақ бирәр шәһәргә барғиниңларда, у йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, көпчилик алдида:
Лекин улар униңға қарши чиқти вә уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Әгәр силәр қутқузулмисаңлар, мән җавапкәр әмәс, өзәңлар җавапкәр. Бүгүндин башлап мән Хуш Хәвәрни силәргә әмәс, йәһудий әмәсләргә йәткүзимән, — деди.
Шуңа Павлус билән Барнаба һелиқи йәһудийларни әйипләш үчүн аяқлиридики топини қеқиветип, Коня шәһиригә кетип қалди.
Силәрни қобул қилмиған, сөзүңларни аңлимиған кишиниң өйидин яки шу шәһәрдин қайтқиниңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар.
Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса, у йәрдин кәткиниңларда уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар, — деди.
У шәһәрдики кесәлләрни сақайтиңлар вә у йәрдики кишиләргә: «Худаниң Падишалиғи силәргә намайән болуш алдида туриду!» дәңлар.
«Худадин келидиған җазаға өзәңларниң җавапкәр болидиғанлиғиңларни билдүрүш үчүн биз шәһириңларниң айиғимизға қонған тописиниму қеқип чүшириветимиз!» дәп агаһландуруңлар вә уларға «Билишиңлар керәкки, Худаниң Падишалиғи силәргә расттинла намайән болған еди!» дәңлар.