Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:80 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

80 Йәһия күндин-күнгә чоң болуп, роһий җәһәттин йетилип қалди. У Исраил җамаити алдида Худаниң хизмитини қилишни башлиғичә, чөлләрдә яшап кәлди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:80
11 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса чоң болғансири сағлам вә әқил-парасәтлик болуп йетишти. Худаниң меһир-шәпқитиму Униңға яр болуп кәлди.


Шундақ қилип, һәзрити Әйсаниң бой-турқи вә әқил-парасити йетилип, Худаниң вә кишиләрниң зоқини кәлтүридиған болди.


Шу чағларда чөмүлдүргүчи Йәһия Йәһудийә өлкисиниң чөллүк районлириға келип тәлим берип,


Мән бурун Униң кимлигини билмисәмму, бу Қутқазғучи исраилларға аян болсун дәп, силәрни суға чөмүлдүргили кәлдим.


У Худаниң нәзәридә улуқ болиду, һарақ-шарап ичмәйду. У анисиниң қосиғидики вақтидин тартипла Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмгән болиду.


Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири кәткәндин кейин, һәзрити Әйса көпчиликкә Йәһия тоғрилиқ мундақ деди: — Силәр бурун Йәһияни издәп чөлгә барғиниңларда, зади қандақ бир адәмни көрмәкчидиңлар? Мәйдани шамалда йәлпүнүп турған қомучтәк тәвринип туридиған бир яхши чақниму?


У җамаәт алдида йәһудийлар билән муназирилишип, уларни күчлүк рәт қилди һәм Муқәддәс Язмиларни асас қилип, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини ениқлап бәрди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite