Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Бир күни Зәкәрия вә униң қисмидики роһанийлар мәркизий ибадәт­ханида новити бойичә роһанийлиқ вәзиписини ада қилива­татти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:8
16 Referans Kwoze  

Һирод падиша йәһудийлар районлирида һөкүмранлиғини жүргүзү­ватқан чағларда, Зәкәрия исимлиқ бир роһаний өткән еди. У илгирики роһаний Абия топиға тәвә болуп, өз новити кәлгәндә Йерусалимдики мәркизий ибадәтханида ишләтти. Униң аяли Елизабетму тунҗа баш роһаний Һарунниң әвлатлиридин еди.


Һарун вә униң оғуллириниң Маңа аҗритилип, Мениң һозурум­да роһанийлиқ қилиши үчүн, йәнә мошу яғ билән уларни яғлап қойғин.


Мән Пәрвәрдигар билән учришиш чедири вә қурванлиқ суписинила муқәддәс қилип қалмастин, Һарун вә униң оғуллириниң Маңа роһанийлиқ қилиши үчүн, уларниму муқәддәс қилимән.


вә сәллилирини кийдүрүп, бәлбағлирини бағла. Мошундақ болғанда, улар мана бу мәңгүлүк қаидә бойичә роһаний­лиқ вәзиписигә еришиду. Сән мана мошундақ қаидә бойичә уларни муқәддәс вәзипигә аҗрат.


— Һарун вә униң оғуллирини роһанийлиқ вәзиписигә аҗрат­қанда, төвәндики рәсим-қаидә бойичә иш көр: әркәк мозайдин бирни вә мәйипсиз қошқардин иккини талла.


Һарун вә униң оғуллири роһанийлиқ кийимлирини кийгәндин кейин, сән уларниң бешиға муқәддәс яғ сүркә вә роһанийлиқ вәзиписигә тайинла. Уларни Маңа роһанийлиқ қилиш үчүн аҗрат.


— Исраиллар ичидин акаң Һарун вә униң оғуллири Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамарларни Маңа роһанийлиқ қилиш үчүн тайинлиғин.


Амма улар пәрзәнт көрмигән еди. Чүнки Елизабет туғмас еди, униң үстигә иккилиси қерип қалған еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite