7 Амма улар пәрзәнт көрмигән еди. Чүнки Елизабет туғмас еди, униң үстигә иккилиси қерип қалған еди.
Гәрчә Ибраһим қерип қалған, аяли Сарә болса туғут йешидин өткән болсиму, Ибраһимниң ишәнчи сәвәвидин Худа униңға пәрзәнт көрүш шәривини ата қилди. У өзигә вәдә қилған Худаниң ишәнчлик екәнлигини биләтти.
У чағда Ибраһим билән Сарә иккилиси қерип қалған еди. Сарәниң адәт көрүшиму тохтап кәткән еди.
Рибәқа пәрзәнт көрмигәнлиги сәвәвидин, Исһақ униң үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилди. Пәрвәрдигар униң дуасини қобул қилип, Рибәқа һамилдар болди.
Ибраһим йәргә баш қоюп, күлүп, көңлидә: «Йүз яшлиқ бовай қандақму пәрзәнт көрәлисун?! Сарә болса тохсән яшқа киргән турса, қандақму һамилдар болалисун?» дәп ойлиди
Ибраһим өзиниң йүз яшқа йеқинлап, пәрзәнт тепиш қабилийитидин қалғанлиғини, шундақла аяли Сарәниңму пәрзәнт көрүш қабилийитидин қалғанлиғини билгән болсиму, лекин у йәнила Худаға болған ишәнчини аҗизлаштурмиди.
Раһилә Яқупқа бала туғуп берәлмигәчкә, һәдисигә көрәлмәслик қилип, Яқупқа: — Мәндинму бала тепиң, болмиса өлгиним яхши! — деди.
Һирод падиша йәһудийлар районлирида һөкүмранлиғини жүргүзүватқан чағларда, Зәкәрия исимлиқ бир роһаний өткән еди. У илгирики роһаний Абия топиға тәвә болуп, өз новити кәлгәндә Йерусалимдики мәркизий ибадәтханида ишләтти. Униң аяли Елизабетму тунҗа баш роһаний Һарунниң әвлатлиридин еди.
Улар иккилиси Худаниң нәзәридә дурус кишиләрдин болуп, Худаниң пүтүн әмир-пәрманлириға қаттиқ әмәл қилатти.
Бир күни Зәкәрия вә униң қисмидики роһанийлар мәркизий ибадәтханида новити бойичә роһанийлиқ вәзиписини ада қиливататти.