Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:68 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

68 «Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун! Чүнки У шапаәт қилип, хәлқини қутқузди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:68
24 Referans Kwoze  

Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийи­лиди.


Ақсақаллар униң сөзлиригә ишәнди. Улар Пәрвәрдигарниң өзлиригә көңүл бөлгәнлигини вә зулум ичидики һаятиға нәзәр салғанлиғини аңлиған һаман, башлирини егип Худаға сәҗдә қилишти.


Худаға, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисиға мәдһийиләр ейтилғай! Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бизгә асмандики барлиқ роһий бәхитни ата қилди.


Шимон гепини түгитиши билән, Һанна йетип келип Худаға шүкүр ейтти һәм исраилларниң қутқузулушини күтүватқан барлиқ халайиққа Бала тоғрисида сөз қилди.


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға мәдһийиләр ейтил­ғай! У бизгә чәксиз рәһимдиллик көрситип, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғулдуруп, өчмәс бир үмүтигә егә қилди.


Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени гуналиримиз төләмигә төкүлгәчкә, биз гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ. Гуналиримиз кәчүрүм қилинди. Бу Худаниң бизгә көрсәткән чоңқур меһир-шәпқити арқилиқ болди.


Сени дүшминиң үстидин ғалибә қилдурған улуқ Худа мәдһийиләнгәй!» деди. Ибрам олҗа алған нәрсиләрниң ондин бирини Малкисидиққа тәғдим қилди.


Пәрвәрдигар — Сам етиқат қилған Худа мәдһийиләнгәй! Қананниң әвлади Самниң әвладиға қул болғай.


силәрни вә балилириңларни йәр билән йәксән қилиду, һәтта бир тал һул тешиниму җайида қалдурмайду. Чүнки Худа силәргә шапаәт қилған пурсәтни пәриқ етәлмидиңлар, — деди.


мундақ деди: — Пәрвәрдигар, ғоҗайиним Ибраһим етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун! У ғоҗайинимға меһриванлиқ көрситип вә қилған вәдисигә садиқ болуп, мени удул ғоҗайинимниң өз туққининиң йениға башлиди.


Биз әслидә Уни исраилларға азатлиқ елип келиди­ған киши, дәп интизарлиқ билән күтүп кәлгән едуқ. Бирақ мундақ болмай, һазир Униң аләмдин өткинигә үч күн болди.


У бу әң муқәддәс җайға өшкә яки мозайларниң қурванлиқ қенини әмәс, бәлки Өзиниң қурванлиқ қенини төкүш арқилиқ бирла қетим кирди. Мошундақ қилип, у инсанларниң гуналирини жуюп, инсанларни мәңгүгә азат қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite