Һирод падиша йәһудийлар районлирида һөкүмранлиғини жүргүзүватқан чағларда, Зәкәрия исимлиқ бир роһаний өткән еди. У илгирики роһаний Абия топиға тәвә болуп, өз новити кәлгәндә Йерусалимдики мәркизий ибадәтханида ишләтти. Униң аяли Елизабетму тунҗа баш роһаний Һарунниң әвлатлиридин еди.