49 Чүнки қадир Худа мән үчүн яратти улуқ ишларни. Муқәддәстур Униң нами,
Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! У һаятимизда намайән болуватқан улуқ күч-қудрити арқилиқ барлиқ тилигимиз вә ойлиғинимиздинму көп ишларни қилалайду.
Ибрам тохсән тоққуз яшқа кәлгәндә, Пәрвәрдигар униңға көрүнүп: — Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән давамлиқ мениң йолумда меңип, әйипсиз адәм бол.
Әй Пәрвәрдигар, Сәндин қорқмайдиған ким бар, Намиңни мәдһийилимәйдиған? Чүнки ялғуз бир муқәддәс Өзәңдурсән. Келип пүткүл хәлиқләр, Саңа сәҗдә қилғуси. Чүнки ашкарә болғач Қилғанлириңниң һәққанийлиғи».
Әй Пәрвәрдигар, аләмдә нәдә болсун Сәндәк бир Илаһ? Кимдә болсун Сәндикидәк һәйвәт, улуқ шан-шәрәп? Кимму Саңа охшаш көрситәлисун мөҗүзә-карамәт?
Төрт тирик мәхлуқниң һәр бириниң алтидин қанити бар болуп, уларниң пүтүн бәдини, һәтта қанат астиму көзләр билән толған еди. Улар кечә-күндүз тинмай мундақ дейишәтти: «Муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур, Әзәлдин бар болған, һазирму бар һәм кәлгүсидә Кәлгүчи Һәммигә қадир Пәрвәрдигар Худа!»
Һәзрити Әйсаниң иҗазити билән җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Икки миңға йеқин тоңғуз терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
Яд әтти У мәндәк әрзимәс бир қулини. Әвлаттин әвлатқичә бәхитлик, дәп атилармән шундин бери,
Меһир-шәпқәт қилар У садақәтмәнләргә әвлаттин-әвлатқичә.