48 Яд әтти У мәндәк әрзимәс бир қулини. Әвлаттин әвлатқичә бәхитлик, дәп атилармән шундин бери,
Һәзрити Әйса бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял жуқури авазда: — Сизни туғуп, беқип чоң қилған аял нәқәдәр бәхитлик һә! — деди.
Җәбраил Мәрийәмниң алдиға берип: — Салам саңа, әй Худаниң шәпқитигә муйәссәр болған қиз. Рәббим саңа ярдур! — деди.
Леяһ: «Мән һәқиқәтән бәхитлик-һә! Аяллар мени бәхитлик аял дейишиду!» деди. Шуңа балиниң исмини Ашер дәп қойди.
Сән «Худа маңа бәргән вәдисини җәзмән әмәлгә ашуриду», дәп ишәнгәчкә, нәқәдәр бәхитликсән!
Чүнки қадир Худа мән үчүн яратти улуқ ишларни. Муқәддәстур Униң нами,