Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41-42 Елизабет Мәрийәмниң салимини аңлиғанда, қосиғидики бовақ типирлап кәтти. Елизабет Муқәддәс Роһқа чөмүп, жуқури аваз билән мундақ деди: — Аяллар ичидә әң бәхитлик аялсән, қосиғиңдики бовақму бәхит­ликтур.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:41
15 Referans Kwoze  

Андин Йәһияниң атиси Зәкәрия Муқәддәс Роһқа чөмүп, пәйғәм­бәрлик сөз йәткүзүп, мундақ деди:


Салимиң қулиғимға киргәндә, қосиғим­дики бовақ сөйүнүп, типирлап кәтти.


У Худаниң нәзәридә улуқ болиду, һарақ-шарап ичмәйду. У анисиниң қосиғидики вақтидин тартипла Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмгән болиду.


Петрус Муқәддәс Роһқа чөмгән һалда мундақ деди: — Хәлқимизниң һөрмәтлик рәһбәрлири вә ақсақаллири!


Уларниң һәммиси Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмүп, У ата қилған алаһидә қабилийәт билән өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди.


Муқәддәс Роһқа чөмгән Истипан болса, көзлирини көккә тикип, Худаниң парлақ нурини вә Униң оң йенида турған һәзрити Әйсани көрди.


Рәббимизниң күнидә Муқәддәс Роһниң мени илкигә елиши билән, кәйнимдин кәлгән канай авазиға охшап кетидиған үнлүк бир авазни аңлидим.


Бала қош гезәк болуп, улар туғулуштин илгири анисиниң қосиғида қаттиқ соқушти. Рибәқа: «Маңа немә болғини?» дәп Пәрвәрдигардин сориди.


Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.


Шуниң үчүн, қериндашлар, араңлардики һөрмәткә сазавәр болған, Муқәддәс Роһқа чөмгән дана кишидин йәттини таллаңлар. Бу ишларни шулар башқурсун.


Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһқа чөмүп, Иордан дәриясидин қайтип кәлгәндин кейин, Муқәддәс Роһ Уни чөл-баяванға елип барди.


У йәрдә Зәкәрияниң өйигә кирип Елизабетқа салам бәрди.


Буниң билән Һанания һелиқи өйгә берип, қоллирини Саулниң учисиға тәккүзүп: — Қериндишим Саул, бу йәргә келиватқиниңда йолда саңа көрүн­гән Рәббимиз Әйса көзлириң әслигә кәлсун вә сени Муқәддәс Роһқа чөмсун, дәп мени шәхсән Өзи әвәтти, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite