19 Периштә: — Мән Худаниң һозуридики Җәбраил болимән. Мени Худа саңа бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә әвәтти.
Елизабет һамилдар болуп алтә ай болғанда, Худа периштә Җәбраилни Җәлилийә өлкисидики Насирә дегән шәһәргә, Мәрийәм исимлиқ бир қизниң қешиға әвәтти. Мәрийәм билән Давут падишаниң әвладидин болған Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди.
— Бу сәбиләрниң һәр қандақ биригиму сәл қараштин сақлиниңлар. Шуни ейтайки, уларниң асмандики периштәлири асмандики Атам Худаниң җамалини һәр дайим көрүп туриду.
Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.
Бирақ периштә уларға: — Қорқмаңлар! Мән силәргә пүтүн хәлиқни хошал қилидиған бир Хуш Хәвәрни йәткүзимән.
Вақит-саати кәлгәндә, сөзлирим чоқум әмәлгә ашурулиду. Бирақ буниңға ишәнмигәнлигиң үчүн тилиң тутулиду. Бала туғулмиғичә зуванға кәлмәйсән, — дәпла көздин ғайип болди.
Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.