Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1:17 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси17 У Худа тәрипидин худди Илияс пәйғәмбәргә ата қилинғандәк роһ вә күч-қудрәткә толған һалда, өзидин кейин келидиған Қутқазғучидин авал әвәтилип, ата билән балиларниң мунасивитини яңливаштин инақлаштуруп, Худаға бойсунмайдиғанларни адилларниң әқиланә йоллириға қайтуруп, хәлиқни Рәббиниң хизмитини қилишқа тәйяр қилиду, — деди. Gade chapit la |
Андин тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Униңдин башқа, Әйсаға гувалиқ бәргәнлиги вә Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги үчүн каллиси елинғанларниң җанлириниму көрдүм. Улар девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған, униң бәлгүси пешанисигә вә қоллириға урулмиғанлар еди. Уларниң һәммиси тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрәтти.