10 У муқәддәс җайға кирип исриқ селиватқанда, ибадәткә кәлгән җамаәт ташқирида дуа қилишивататти.
Алтун исриқдан тутқан йәнә бир периштә келип, қурванлиқ суписиниң алдида турди. Тәхтниң алдидики алтун қурванлиқ суписида Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқиниң дуалири билән биллә аташ үчүн, униңға көп исриқ берилди.
Шуңа Әйса Мәсиһ Худаниң һозурида болуп бизгә вәкиллик қилиш үчүн, асмандики ибадәт җайиға тәхлит қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки асманниң өзигә кирди.
Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.