Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 9:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Күн­ниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзипи­сини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 9:4
18 Referans Kwoze  

— Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давам­лиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиват­қан­лиғини билмәйду.


Хәйирлик ишларни қилиш пурситини қолдин бәрмәңлар. Чүнки яшаватқан бу дәвримиз яман дәвирдур.


— Мениң йемәклигим — Мени әвәткән Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң Маңа тапшурған ишини тамамлаштур, — деди һәзрити Әйса.


Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.


Мән Сән Маңа буйруған һәммә ишларни орунлаш билән Сениң улуқлуғуңни йәр йүзидә аян қилдим.


Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.


Лекин Йәһия пәйғәмбәрниң Мән үчүн бәргән гувалиғидинму чоң бир гувалиқ бар. У болсиму, Мениң яратқан мөҗүзилирим, йәни Атам Мениң орунлишим үчүн Маңа тапшурған ишлардур. Булар Атамниң Мени әвәткәнлигигә гувалиқ бериду.


— Атам Маңа буйруған нурғун яхши ишларни алдиңларда көрсәт­тим. Бу ишларниң қайсиси үчүн Мени чалма-кесәк қилмақ­чисиләр? — деди һәзрити Әйса уларға.


Әгәр Атам буйруған ишларни қилмисам, Маңа ишәнмәңлар.


Амма биз көргән вә аңлиған­лиримизни ейтмай туралмаймиз! — дәп җавап бәрди.


Һәзрити Әйса бу шикайәтләргә җававән йәһудий ақсақаллириға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Оғли Өзлүгидин һеч немә қилалмайду. Пәқәт асмандики Атисиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилалайду. Атиси немә қилса, Уму шуни қилиду.


Һәзрити Әйса: — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, кейин Мени Әвәткү­­чиниң йениға кетимән.


«Бизни һеч ким яллимиди», дәп җавап қайтурупту улар. «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар», дәпту йәр егиси уларға.


Һәзрити Әйса қоли қуруп кәткән кесәлгә: — Орнуңдин туруп, алдиға чиқ! — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite