8 Силәр һейтқа баривериңлар, Мән һазирчә бармаймән, чүнки Мениң вақит-саатим техи йетип кәлмиди, — деди.
Һәзрити Әйса уларға: — Мениң вақит-саатим техи кәлмиди, лекин силәргә қачанла болса пурсәт бар.
Һәзрити Әйса бу тәлимләрни мәркизий ибадәтханидики сәдиқә топлинидиған йәрдә ейтқан еди. Бирақ һеч ким Уни тутмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди.
Шуниң билән бәзиләр һәзрити Әйсани тутмақчи болушти, лекин Униңға қол салидиған адәм чиқмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди.
Һәзрити Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә нурғун кишиләр Униңға ишәнди.
Һәзрити Әйса уларға: — Йерусалимға кирип паланчиниң өйигә берип, униңға: «Устазимиз: Вақит-саатим йеқинлап қалди, «Өтүп кетиш» һейтини шагиртлирим билән бирликтә силәрниң өйдә өткүзәй, дәйду», дәп ейтиңлар, — деди.
— Ана, Мени арилаштурмисиңиз. Мениң вақтим техи кәлмиди, — деди һәзрити Әйса.
Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип, Җәлилийәдә қалди.