Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 7:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси12 Кишиләр арисида Униңға мунасивәтлик көп гәп-сөзләр еқип жүрди. Бәзиләр Уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, дәл әксичә хәлиқни аздуруватиду!» дейишти. Gade chapit la |
Йәһудийә өлкисидики Араматия дегән шәһәрдин кәлгән Йүсүп исимлиқ бир киши бар еди. У ақ көңүл, дурус адәм болуп, Худаниң Падишалиғиниң намайән болушини интизарлиқ билән күтәтти. У йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң әзалиридин бири болсиму, уларниң һәзрити Әйса һәққидики бу қарари вә һәрикәтлиригә қошулмиған еди.