1 Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә кезип жүрди. Йәһудий ақсақаллири Уни өлтүрүшни мәхсәт қилғанлиғи үчүн, У Йәһудийә өлкисидә турушни халиматти.
Уларниң хәвәр тапқинини уққан һәзрити Әйса Йәһудийә өлкисидин чиқип, йәнә Җәлилийәгә кәтти.
Лекин иҗарикәшләр йәр егисиниң оғлини көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип үзүмзарлиғини егиләвалайли», дейишипту.
Муса пәйғәмбәр силәргә Тәврат қанунини өзи йәткүзгән, шундаққу?! Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмидиңлар! Ейтиңларчу, немишкә Мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди.
Улар силәргә бир шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Билип қоюңларки, силәр Исраилниң пүтүн шәһәрлирини арилап болғичә, Инсан Оғли қайтип келиду.
Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.
Бу һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә келип көрсәткән иккинчи мөҗүзиси еди.
Йерусалимдики йәһудий ақсақаллири Худаниң әвәтидиған Қутқазғучисиниң Йәһия пәйғәмбәр яки әмәслигини билиш үчүн, роһанийлар билән мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийларни Йәһияниң алдиға әвәтти.
Бирақ һазир әксичә Мени, йәни Худадин аңлиған һәқиқәтни силәргә йәткүзгән Кишини өлтүрмәкчи болуватисиләр. Әҗдадиңлар Ибраһим һәргиз ундақ ишни қилмиған.
Силәрниң Ибраһимниң әвлади екәнлигиңларни билимән, бирақ Мени өлтүрмәкчи болуватисиләр, чүнки Мениң тәлимим силәрниң қәлбиңларда орун алмиди.
Йерусалимлиқларниң бәзилири: — Ақсақаллар өлтүрмәкчи болған Адәм бу әмәсмиди?
Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, һәзрити Әйсани уҗуқтуруветишниң чарисини издәшкә башлиди. Улар һәзрити Әйсадин қорқатти, чүнки пүтүн халайиқ Униң тәлимигә һәйран еди.
Бир мәзгилдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә көлиниң (Тиберийә көли дәпму атилидиған көл) у қетиға өтти.
Һейт-айәм күнлиридә йәһудий ақсақаллири Уни издәп, халайиқтин: «Әйсани көрдүңларму?» — дәп сорашти.
Бирақ һеч ким Униң яхшилиғи тоғрилиқ ашкарә сөзлимәтти, чүнки йәһудий ақсақаллиридин қорқатти.
Буниң билән йәһудий ақсақаллири бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә кетәр? Чәт әлдә туруватқан йәһудий мусапирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?