9 Һелиқи адәм шу ан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп меңишқа башлиди. Бу йәһудийларниң дәм елиш күни еди.
Һәзрити Әйса лай қилип, бу адәмниң көзлирини сақайтқан күн — дәл дәм елиш күни еди.
Һәзрити Әйса: — Қайтсаң болиду, Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — девиди, у адәмниң көзи шу ан ечилди. Шуниң билән у адәм йол бойи һәзрити Әйсаға әгишип маңди.
Хун шу ан тохтап, аял өзиниң кесәл азавидин қутулғанлиғини һис қилди.
у адәм шу ан мохо кесилидин сақийип, пак-пакиз болди.
Һәзрити Әйса бемарниң қешиға кирип, қолидин тутуп йөләп, өрә турғузди. Аялниң қизитмиси дәрһал йенип, уларни күтүшкә башлиди.
Тәврат қануни бузулмисун дейилип туруп, дәм елиш күни хәтнә қилинидую, бундақ күндә бир адәмни сақайтсам, немә үчүн Маңа аччиқлинисиләр?
Бу иштин кейин һәзрити Әйса һелиқи адәмни мәркизий ибадәтханида көрүп: — Кесилиңдин сақайдиң. Әнди гуна қилма, бешиңға техиму чоң бала-қаза келип қалмисун, — деди.