Шуниң билән У Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлириға: — Силәр қайтип берип, яратқан мөҗүзилиримни вә ейтқан тәлимлиримни Йәһияға йәткүзүп: «Корларниң көзи ечилди, токуларму маңалайдиған болди. Мохо кесили болғанлар сақайди, паңлар аңлалайдиған болди, һәтта өлгәнләрму тирилди вә кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүлди», дәп ейтиңлар.