2 Йерусалимдики «Қой дәрвазисиниң» йенида ибраний тилида «Бәйтәста» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди.
Командан иҗазәт қилди. Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишаритини қилди. Көпчилик тиничланғанда, у арамий тилида сөзләшкә башлиди.
— Мәрийәм! — деди һәзрити Әйса униңға. Мәрийәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди. (Бу сөз «устаз» дегән мәнада.)
Ләшкәрләр һәзрити Әйсани елип маңди. У Өз чапрас яғичини дүмбисигә артип, «Баш сүйәк» (арамий тилида «Голгота») дегән йәргә барди.
Һаким Пилатус бу сөзләрни аңлап, һәзрити Әйсани ташқириға чиқарди вә «Таш билән қопирилған мәйдан» (арамий тилида «Ғаббата») дегән йәрдики һөкүм чиқириш орнида олтарди.
Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә үч хил йезиқта йезилғанлиғи һәм һәзрити Әйса миқланған йәр шәһәргә йеқин болғанлиғи үчүн, нурғун йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуған еди.
Бу пешайванлар астида бир топ қарғу, току вә паләчләр йетишатти. {Улар йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.
— Мән дәм елиш күнидә бир мөҗүзә яритип қойсам, һәммиңлар аң-таң қелиштиңлар, — деди һәзрити Әйса,
Уларни башқуридиған падиша теги йоқ һаңниң периштәси еди. Бу периштәниң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон, йәни һалак қилғучи еди.
Үч яман роһ падишаларни ибранийчә «Армагедон» дейилидиған йәргә топлиди.