Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 4:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Уларниң хәвәр тапқинини уққан һәзрити Әйса Йәһудийә өлкисидин чиқип, йәнә Җәлилийәгә кәтти.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 4:3
11 Referans Kwoze  

Улар силәргә бир шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Билип қоюңларки, силәр Исраилниң пүтүн шәһәрлирини арилап болғичә, Инсан Оғли қайтип келиду.


Шуңа һәзрити Әйса әнди йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәй, у йәрдин кетип, чөлгә йеқин райондики Әфраим шәһиригә келип, шагиртлири билән биллә у йәрдә турди.


Андин Иордан дәриясиниң у қетиға, йәни бурун Йәһия пәйғәмбәр адәмләрни чөмүлдүргән йәргә кетип, у йәрдә турди.


Бу иштин кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән Йәһудийә өлкисигә барди. Һәзрити Әйса улар билән биллә у йәрдә бир мәзгил туруп, кишиләрни чөмүлдүрди.


Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткән­лигигә ишәнди.


Әтиси һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә беришни қарар қилди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң, — деди.


Һәзрити Әйса шагиртлири билән биллә у йәрдин айрилип көл бойиға кәтти, Җәлилийә өлкисидин нурғун халайиқ Униңға әгишип барди.


У Өзиниң асманда көргән вә аңлиғанлириға гувалиқ бериду. Бирақ Униң гувалиғиға ишинидиғанлар наһайити аз болиду.


Һәзрити Әйса Йерусалимға бериш сәпиридә Самарийә билән Җәлилийә өлкилири чегарилинидиған районлардин өтүп кетиветип,


У һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәли­лийәгә кәлгәнлигини аңлап, Униң алдиға барди вә: — Өйүмгә берип, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәрсиңиз! — дәп өтүнди.


Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә кезип жүрди. Йәһудий ақсақаллири Уни өлтүрүшни мәхсәт қилғанлиғи үчүн, У Йәһудийә өлкисидә турушни халиматти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite