Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 4:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Аял: — Тәхсир, қудуқ чоңқур, униң үстигә су тартидиған әсваплар йоқ турса, һаятлиқ сүйини нәдин тапалайсиз?

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 4:11
10 Referans Kwoze  

Лекин қәлбидә Худаниң Роһи болми­ған кишиләр Худаниң Роһи ата қилған бу һәқиқәтләрни қобул қилал­майду, шундақла бу ишлар уларға бемәна туюлиду. Бундақ кишиләр бу ишларни чүшинәлмәйду. Чүнки бу ишларни пәқәт Худаниң Роһиниң ярдими арқилиқла чүшәнгили болиду.


Никодим: — Қерип қалған адәм қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға кирип, қайтидин туғулуши мүмкинму? — дәп сориди.


Амма Мән беридиған суни ичкәнләр мәңгү уссимайдиған болиду. Мән беридиған су ичкән кишиләрниң қәлбидә етилип чиқидиған бир булаққа айлинип, уларға мәңгүлүк һаятлиқ бериду.


Һейтниң ахирқи һәм әң тәнтәнилик күни һәзрити Әйса орнидин туруп, жуқури аваз билән мундақ җакалиди: — Кимду-ким уссиса, Мениң йенимға келип ичсун!


— Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән! — деди Петрус.


Чүнки уларни тәхтниң оттурисидики Қоза бақиду вә һаятлиқ сүйиниң булақлириға елип бариду. Худа уларниң көзлири­дики пүтүн яшларни сүртиду, — деди.


У йәнә: «Тамам болди. Баш вә Ахир, Муқәддәм вә Тамам Өзәмдурмән. Уссиғанларға һаятлиқ сүйиниң булиғидин һәқсиз су беримән.


Униңдин кейин периштә маңа Худаниң вә Қозиниң тәхтидин башланған, хрустальдәк сүзүк һаятлиқ сүйи еқиватқан дәрия­ни көрсәтти.


Муқәддәс Роһ вә тойи болидиған қиз: «Кәл!» деди. Аңлиған­ларниң һәммисиму: «Кәл!» десун. Уссиған кәлсун, халиған киши һаятлиқ сүйидин һәқсиз ичсун.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite