4 Никодим: — Қерип қалған адәм қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға кирип, қайтидин туғулуши мүмкинму? — дәп сориди.
Лекин қәлбидә Худаниң Роһи болмиған кишиләр Худаниң Роһи ата қилған бу һәқиқәтләрни қобул қилалмайду, шундақла бу ишлар уларға бемәна туюлиду. Бундақ кишиләр бу ишларни чүшинәлмәйду. Чүнки бу ишларни пәқәт Худаниң Роһиниң ярдими арқилиқла чүшәнгили болиду.
Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи тоғрисидики бу Хуш Хәвәр мәңгүлүк өлүмгә йүз тутқанларға нисбәтән бир әхмиқаниликтур. Лекин қутқузулуш йолида меңиватқан бизләр үчүн, у Худаниң бизни қутқузидиған күч-қудритидур.
Һәзрити Әйса: — Билип қоюңки, һеч ким қайтидин туғулмиғичә, Худаниң Падишалиғини көрәлмәйду, — деди.
Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Билип қоюңларки, Инсан Оғлиниң тенини йемигичә вә қенини ичмигичә силәрдә мәңгүлүк һаят болмайду.
Нурғун шагиртлар буни аңлиғанда: — Бу тәлимни һәзим қилиш бәк тәс екән, буни ким қобул қилалисун? — дейишти.
Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Билип қоюңки, һәм судин, һәм Худаниң Роһидин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйду.