10 Һәзрити Әйса униңға мундақ деди: — Сиз исраилларниң муһим устази туруп, буниму чүшәнмәмсиз?
Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар үчүн хаталишисиләр.
Уларға писәң қилмаңлар; улар қарғуларға йол башлайдиған қарғулардур. Әгәр қарғу қарғуни йетәклисә, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду.
Шуниңдин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Ата! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилардәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейтимән.
Худаниң нәзәридә һәқиқий хәтнә қилинғанлар улар әмәс, бәлки бизләр. Чүнки биз Муқәддәс Роһқа тайинип, Худаға ибадәт қилип, Әйса Мәсиһ билән махтинимиз. Биз қилчиму хәтнигә вә өзимиз сиңдүргән әҗиргә таянмаймиз.
Пәқәт сиртқи көрүнүштә йәһудий болғанниң һәммисинила һәқиқий йәһудий дегили болмайду. Пәқәт җисманий җәһәттә хәтнә қилинишиға қарапла уни һәқиқий хәтнә дегили болмайду.
Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, җисманий җәһәттики хәтнини әмәс, бәлки у ата қилған роһий җәһәттики хәтнини қобул қилдиңлар. Бу силәрни гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулдуридиған хәтнидур.
Үчинчи күни һәзрити Әйсани мәркизий ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлап, улардин соал сораватқанниң өзидә тапти.
Бир күни һәзрити Әйса тәлим бериватқанда, Униң йенида пәрисийләр вә Тәврат устазлири олтиратти. Улар Җәлилийә, Йәһудийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йерусалимдин кәлгән еди. Рәббимизниң күч-қудрити һәзрити Әйсаға яр болғачқа, кесәлләрни сақайтивататти.
Никодим һәзрити Әйсадин: — Бу иш қандақму мүмкин болар? — дәп сориди.
Лекин уларниң арисида пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған пәрисий диний еқимидики Ғамалийил исимлиқ бир Тәврат устази бар еди. У орнидин туруп: — Уларни бир дәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйриди.