5 Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
Нуһ һәр бир ишни Худа буйруғандәк қилди.
Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, Мениң достлирим болисиләр.
Ишәнчи сәвәвидин Ибраһим Худа униңға бәрмәкчи болған зиминға чақирилғанда, у Худаға бойсунуп, қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.
У мана мошундақ пүтүнләй бойсунғачқа, мукәммәл Баш Роһаний болуш һөддисидин чиқип, Өзигә бойсунғучиларниң һәммиси үчүн мәңгүлүк қутқузулуш мәнбәси болди.
Орнуңдин туруп, шәһәргә кир, немә қилишиң керәклигини бири саңа ейтип бериду, — дегән җавап кәлди һелиқи аваздин.
Мисирлиқлар ачарчилиқта қалай дегәндә, улар падишаға ялвуруп, ашлиқ тәләп қилди. Падиша уларға Йүсүпниң йениға беришни вә һәммә ишта униң орунлаштурушиға бойсунушни буйриди.
Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.
Шуниң билән Рут хаманға берип қейинанисиниң дегинидәк қилди.