Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 — Ана, Мени арилаштурмисиңиз. Мениң вақтим техи кәлмиди, — деди һәзрити Әйса.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:4
20 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса уларға: — Мениң вақит-саатим техи кәлмиди, лекин силәргә қачанла болса пурсәт бар.


«Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди.


Һәзрити Әйса бу тәлимләрни мәркизий ибадәтханидики сәдиқә топлинидиған йәрдә ейтқан еди. Бирақ һеч ким Уни тутмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди.


Шуниң билән бәзиләр һәзрити Әйсани тутмақчи болушти, лекин Униңға қол салидиған адәм чиқмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Инсан Оғлиниң шан-шәрәпкә егә болидиған вақит-саати йеқин­лишип қалди.


Улар һәзрити Әйсани көргән һаман: — Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән вақит-саати кәлмәс­тинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди.


— Ханим, немишкә жиғлайсиз, кимни издәйсиз? — дәп сориди һәзрити Әйса. Мәрийәм Уни бағвән дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр Уни сиз йөткәвәткән болсиңиз, қәйәргә қойған­лиғи­ңизни ейтип бәргәйсиз, мән Уни елип кәлсәм, — деди.


Улар Мәрийәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсиз? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, Уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйва­тимән, — деди Мәрийәм.


— Издәшниң немә һаҗити? Һәҗәва, силәр Мениң чоқум Атам­ниң өйидә болидиғанлиғимни билмәмдиңлар? — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.


Шуниң билән һәзрити Әйса униңға: — Әй аял, ишәнчиң камил екән! Тилигиниңдәк болсун, — деди. У аялниң қизи шу ан сақийип кәтти.


Шуниң үчүн биз буниңдин кейин һеч кимгә бу дунияниң көз-қариши билән қаримаймиз. Гәрчә биз бурун мошу көз-қараш билән Әйса Мәсиһни пәқәтла бизгә охшаш бир инсан дәп қариған болсақму, әнди ундақ дәп қаримаймиз.


Тойда шарап түгәп қалғанда, Мәрийәм һәзрити Әйсаға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.


Силәр һейтқа баривериңлар, Мән һазирчә бармаймән, чүнки Мениң вақит-саатим техи йетип кәлмиди, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite