Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Һәз­рити Әйса вә Униң шагиртлириму тойға тәклип қилинған еди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:2
30 Referans Kwoze  

Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Ери һаят чағда аяли еригә некада бағланған болиду. Лекин ери өлүп кәтсә, халиған киши билән некалинишқа әркиндур. Лекин у киши мәсиһий болуши керәк.


Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.


Муһими немә йәп, немә ичишиңлар, қандақла иш қилишиңлардин қәтъий нәзәр, уни пәқәт Худаниң улуқлиниши үчүн қилиңлар.


Бирақ Падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндаш­лиримдин болған буларниң бирәрсигә қилмиғанни Маңиму қилмиған болдуңлар», дәп җавап қайтуриду.


Бирақ падиша уларға: «Билип қоюңларки, әң әрзимәс қериндашлиримдин болған буларниң бирәрсигә қилғиниңлар дәл Маңа қилғиниңлар болуп һесаплиниду», дәп җавап бериду.


У талаш-тартиш қилмас, чуқанму көтәрмәс. Кочилардиму һеч ким Униң авазини аңлимас.


Қара, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазим­ни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.


Тойда шарап түгәп қалғанда, Мәрийәм һәзрити Әйсаға: — Уларниң шараплири түгәп қапту, — деди.


Бу иштин кейин һәзрити Әйса аниси, инилири вә шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә берип, у йәрдә бир нәччә күн турди.


Буни көргән шагиртлири Зәбурда йезилған бу сөзни есигә елишти: «Әй Худа! Сениң өйүң үчүн көрсәткән қизғин муһәббитим худди көйүватқан отниң өзидур».


Шуңа һәзрити Әйса өлүп, үчинчи күни тирилгәндин кейин, шагиртлири Униң бу сөзини есигә алди вә Муқәддәс Язмиларда Қутқазғучиниң тирилиши һәққидә йезилған сөзләр һәм һәзрити Әйса ейтқан сөзләрниң тегигә йетип, ишәнчи техиму күчәйди.


Бу иштин кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән Йәһудийә өлкисигә барди. Һәзрити Әйса улар билән биллә у йәрдә бир мәзгил туруп, кишиләрни чөмүлдүрди.


(Әмәлиятта һәзрити Әйса Өзи әмәс, шагиртлири чөмүлдүрәтти).


Шагиртлар бир-биригә: — Һәҗәва, бири Устазға йемәклик әкелип бәргәнмиду? — дейишти.


Шагиртлардин йәнә бири, Симун Петрусниң иниси Әндәр һәзрити Әйсаға:


Һәммиси йәп тойғанда, һәзрити Әйса шагиртлириға: — Ешип қалғинини жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди.


Кәчқурун һәзрити Әйсаниң шагиртлири көл бойиға келишти.


Нурғун шагиртлар буни аңлиғанда: — Бу тәлимни һәзим қилиш бәк тәс екән, буни ким қобул қила­лисун? — дейишти.


Буниң билән әгәшкүчилиридин хелә көпи чекинип чиқип, Униңға әгәшмәйдиған болди.


Һәзрити Әйса он икки шагиртидин: — Силәрчу, силәрму Мәндин кәтмәкчиму? — дәп сориди.


Һәзрити Әйса җававән: — Мән силәр он иккиңларни таллидим, бирақ араңларда бири шәйтанниң илкидидур, — деди.


Һәзрити Әйса Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотни демәкчи еди, чүнки Йәһуда он икки шагиртниң бири болуп турсиму, кейин һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилатти.


шуңа һәзрити Әйсаниң инилири Униңға: — Һейттин бурун Йәһудийәгә бериң, әгәшкүчилириңизму карамәт­лириңизни көрсун!


уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр» дәп аташ Антакядин башланди.


Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite