Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Бу иштин кейин һәзрити Әйса аниси, инилири вә шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә берип, у йәрдә бир нәччә күн турди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:12
12 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса хәлиққә давамлиқ сөзләватқанда, аниси билән инилири келип, Униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.


Бу җәриянда әлчиләрдин пәқәт Петрус вә Рәббимиз Әйсаниң иниси Яқуп билән көрүштим. Әлчиләрдин башқа бирәрсини көрмидим.


Рәббимиз Әйсаниң Өз инилири һәм Петрус вә башқа әлчиләрдәк бизниңму сәпәрдә биз билән охшаш ишәнчи бар аяллиримизни һәмра қилип жүрүш һәққимиз йоқму?


У пәқәт аддий бир яғашчиғу? Мәрийәм Униң аниси, Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симун Униң қериндашлири әмәсму? Сиңиллири бу йәрдә Өз ичимиздиғу? — дейишәтти. Шуниң билән улар Уни рәт қилди.


У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.


Гәрчә қараңғу чүшүп кәткән болсиму, һәзрити Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди. Шуниң билән улар бир кемигә олтирип, көлниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти.


Әй кәпәрнаһумлуқлар! Асманға чиқмақчимидиңлар? Әксичә дозаққа ташлинисиләр. Чүнки араңларда яратқан мөҗүзилиримни Содомда яратқан болсам, у шәһәр бүгүнки күнгичә моҗут болған болатти.


Һәз­рити Әйса вә Униң шагиртлириму тойға тәклип қилинған еди.


Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә турған вақтида, Кана йезисиға йәнә барди. (У дәл шу йезидики бир тойда суни шарапқа айландурған еди.) Шу күнләрдә Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite