Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 униңға: — Бу шарап бәк яхши екән! Башқа саһипханлар яхши шарапни тойниң бешида қуйиду. Меһманлар хелә қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Һәҗәп, сән әң яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 2:10
15 Referans Kwoze  

«Әй оғлум», дәпту әҗдадимиз Ибраһим, «Һаят вақтиңда һалавәтни йәткичә көрдүңғу! Лазар болса, һәммә җапани тартти. Әнди у бу йәрдә раһәт көрүватиду, сән болсаң азаплиниватисән.


Йүсүп уларға өз дәстихинидин тамақ бөлүп бәрди. Биняминға болса, башқиларниңкидин бәш һәссә артуқ усуп бәрди. Улар Йүсүп билән биллә йәп-ичип, интайин хошал болушти.


башқа чакарларни бозәк қилса вә достлири билән биллә йәп-ичип мәс болуп жүрсә,


Лекин әгәр бу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним кечикип қайтип келидиғу», дәп башқа әр, аял чакарларни урса вә йәп-ичип мәс болса,


Силәр бизни мәс болуп қапту дәватамсиләр? Ундақ әмәс, техи әнди әтигән саат тоққуз болди.


Чүнки силәр бир-бириңларни күтмәй, өзәңлар елип кәлгән тамақни өзәңлар йәверидикәнсиләрдә, бәзиләр қанғичә йәп-ичидикән, йәнә бәзиләр ач қалидикән.


Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.


Ухлайди­ған­лар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.


Дуния­ниң падишалири униң билән җинсий әхлақсизлиқ қилишти, йәр йүзидә яшайдиғанлар униң җинсий әхлақсизлиғиниң шаравидин мәс болушти, — деди.


Мән аялниң Худаниң муқәддәс хәлқи, йәни Әйсаға гувалиқ берип қурван болғанларниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп интайин һәйран болдум.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite