1 — Буларни силәргә ишәнчини йоқитип қоймисун, дәп ейттим.
Һалбуки, Худаниң сөзи уларда йилтиз тартмиғачқа, улар узунға бәрдашлиқ берәлмәйду. Худаниң сөзигә ишәнгәнлигидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриса, Худа йолидин дәрһал чәтнәп кетиду.
Шуниң үчүн ейтимәнки, улар силәргә зиянкәшлик қилғанда, Мениң агаһландурғанлиғимни есиңларға кәлтүрүңлар. — Мән дәсләптә буларни силәргә ейтмидим, чүнки силәр билән биллә едим.
У чағда нурғун кишиләр ишәнчидин таниду, бир-бирини тутуп бериду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду.
Шуниң үчүн гөш йейиш, шарап ичиш, шундақла башқа ишларни қилишиңлар қериндишиңларниң гуна өткүзүшигә сәвәпчи болса, буларни қилмиғиниңлар түзүк.
Шуниң билән улар Уни рәт қилди. Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Пәйғәмбәр өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.
Йәһияға йәнә: «Мәндин гуманланмай, Маңа тәврәнмәй ишәнгәнләр немә дегән бәхитлик!» дәп қоюңлар, — деди.
Буларни силәргә хошаллиғимдин һөзүрләнсун вә хошаллиғи толуп ташсун, дәп ейттим.
Шундақ болғанда, силәр Худаниң немидин хурсән болуп, немидин хурсән болмайдиғанлиғини пәриқ етәләйсиләрдә, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пак вә әйипсиз болалайсиләр.