Атам һәммини Маңа тәғдим қилди. Мени Атамдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. Атамниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду.
— Атаңлар Худа болған болса, Мени сөйгән болаттиңлар, — деди һәзрити Әйса, — чүнки Мән Худаниң йенидин кәлдим, шуниң үчүн бу йәрдимән. Өзлүгүмдин кәлгән әмәсмән, бәлки У тәрипидин әвәтилгәнмән.