Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 13:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 «Өтүп кетиш» һейтиниң һарписи еди. Һәзрити Әйса бу дуниядин айрилип, Атисиниң йениға кетидиған вақитниң йетип кәлгәнлигини билди. У бу дуниядики Өз адәмлиригә болған меһир-муһәббитини бурунла көрсәткән болуп, униң қанчилик чоңқурлуғини әнди толуқ көрсәтмәкчи еди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 13:1
44 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса мундақ деди: — Инсан Оғлиниң шан-шәрәпкә егә болидиған вақит-саати йеқин­лишип қалди.


Бизниң қәлбимиз меһир-муһәббәтлик, чүнки Худа алди билән бизгә меһир-муһәббәтлик болди.


Һазир силәргә йеңи бир әмир беримән. «Бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириң­ларни сөйүңлар».


Мән Атамниң йенидин бу дунияға кәлдим. Әнди бу дуниядин Атамниң йениға кетимән.


Һәзрити Әйса Атисиниң һәммә һоқуқни Өзигә аманәт қилғанлиғини, Атиси Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға кетидиғанлиғини биләтти.


Һәзрити Әйса бешиға келидиғанларниң һәммисини билип, уларниң алдиға чиқип: — Кимни издәватисиләр? — дәп сориди.


Силәрниң Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә әйипсиз болушуңлар үчүн, Худа ишәнчиңларни та ахирғичә мустәһкәмләйду.


Мән бу дунияға мәнсүп болмиғинимдәк, уларму бу дунияға мәнсүп әмәстур.


Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини асман­ға тикип мундақ дуа қилди: — Әй Ата, Мениң вақит-саатим йетип кәлди. Сән Оғлуңниң улуқлу­ғини аян қилғин. Буниң билән Оғлуңму улуқлуғуңни аян қилсун.


садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, дуния падишалириниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ болғай. У бизни сөйди, Өз қени билән бизни гуналиримиздин азат қилди,


Дәсләптики ишәнчимизни бошаштурмай ахир­ғичә давамлаштурсақла, Әйса Мәсиһ билән биллә һәммидин ортақ һөзүрлинимиз.


Әй Ата, Сениң йениңға қайтқинимда, дуния яритилиштин бурун Биз һөзүрләнгән улуқлуқтин Мени қайта һөзүрләндүргәйсән.


Кейин шагиртларниң йениға келип: — Силәр техичә дәм елип ухлаватамсиләр? Инсан Оғлиниң гунакар­ларниң қолиға тапшурулидиған вақит-саати йетип кәлди.


Шуңа әқил-һошуңларни жиғип, өзәңларни сәгәк тутуңлар, үмүтүң­ларни Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-саадәткә пүтүнләй бағлаңлар.


Пүтүн үмүтүңларниң әмәлгә ешиши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларни арзу қилимиз.


Лекин Әйса Мәсиһ болса, Оғул болуш салаһийити билән Худаниң әшу аилисини садиқлиқ билән башқурди. Әгәр биз җасаритимизни вә пәхирлинидиған үмүтүмизни ахирғичә давамлаштурсақ, Худаниң аилисигә тәвә болған болимиз.


Лекин бизни сөйидиған Худаниң күчи билән буларниң һәммиси үстидин пүтүнләй ғалибә қилимиз.


Мән Сени уларға аян қилдим, йәнә давамлиқ аян қилимән. Буниң билән Маңа болған меһир-муһәббитиң уларда болсун һәм Мәнму уларда болай.


Силәр Мениң: «Мән силәрдин айрилип кетимән, кейин силәрниң йениңларға қайтип келимән», дегән сөзүмни аңлидиңлар. Мени сөйсәңлар, Атамниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хошал болат­тиңлар. Чүнки Атам Мәндин улуқтур.


Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти.


Шуниң билән бәзиләр һәзрити Әйсани тутмақчи болушти, лекин Униңға қол салидиған адәм чиқмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди.


Һәзрити Әйса уларға: — Мениң вақит-саатим техи кәлмиди, лекин силәргә қачанла болса пурсәт бар.


Бу йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған вақит еди.


Мән һәр күни силәр билән мәркизий ибадәтхана һойлисида болғанда, Маңа қол салмидиңлар. Бирақ әнди қол салидиған вақит-саатиңлар йетип кәлди. Бу шәйтан һөкүм сүридиған қараңғу вақиттур, — деди.


Һәзрити Әйса өлүп, андин тирилип, асманға елип кетилидиған күнгә аз қалғанда, Йерусалимға беришни қәтъий қарар қилди.


уларға Мән силәргә буйруған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Мән һәқиқәтәнму заман ахириғичә һәр дайим силәр билән биллә болимән.


Һәзрити Әйса бу тәлимләрни мәркизий ибадәтханидики сәдиқә топлинидиған йәрдә ейтқан еди. Бирақ һеч ким Уни тутмиди, чүнки Униң вақит-саати техи йетип кәлмигән еди.


Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалғанда, һәзрити Әйса Йерусалимға барди.


Уларниң ортақ пули Йәһудада болғанлиқтин, бәзиләр һәзрити Әйса униңға: «Һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бир нәрсә бәр», демәкчи болса керәк, дәп ойлашти.


Лекин бу дунияниң адәмлири Мениң Атамни сөйидиғанлиғимни билсун дәп, Атам Маңа әмир қилған ишни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли.


Һәзрити Әйса һәммә ишлириниң тамамланғанлиғини билди. Андин: — Уссидим! — деди. Буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләр әмәлгә ашу­рулди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite