Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 12:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 У йәрдә Униңға зияпәт берилди, Марта у йәрдә меһманларни күтүвататти. Лазар һәзрити Әйса билән һәмдәстихан болғанлардин бири еди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 12:2
12 Referans Kwoze  

Қара, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазим­ни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.


Адәттә ким мәртивилик? Дәстиханда олтарғанму яки хизмәткарму? Әлвәттә, дәстиханда олтарған әмәсму? Бирақ Маңа кәлсәк, гәрчә Мән силәрниң Устазиңлар болсамму, араңларда хизмәткарға охшашмән.


Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә дәстиханда олтириватқанда, ичигә қиммәтлик сап сумбул әтири қачиланған, ақ қаш тешидин ясалған қутини тутқан бир аял кирип, қолидики қутини ечип, ичидики әтирни һәзрити Әйсаниң бешиға қуйди.


Һәзрити Әйса Өзини меһманға чақирған саһипханға мундақ деди: — Меһман чақирғиниңизда дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай холум-хошнилириңизнила чақирмаң. Ундақта, уларниңму сизни чақирип, адәмгәрчилигиңизни қайтуруветишиға тоғра келиду.


Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ вә тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхтидур! Билип қоюңларки, буни көргән ғоҗайин чакарларниң хизмитидә болуп, уларни дәстиханға олтарғузуп, шәхсән өзи күтүвалиду.


Шу күни Лавий өйидә һәзрити Әйсаға чоң зияпәт бәрди. Тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә уларға охшаш кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди.


Һәзрити Әйса Бәйтания йезисида илгири мохо кесилигә гириптар болған Симунниң өйидә болғанда,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite