Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 12:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 «Өтүп кетиш» һейтидин алтә күн илгири һәзрити Әйса Өзи өлүмдин тирилдүргән Лазар турған җай — Бәйтанияға кәлди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 12:1
13 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса уларни Йерусалимниң сиртидики Бәйтания йезиси­ғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларға бәхит тилиди.


«Өтүп кетиш» һейтида Йерусалимға ибадәт қилғили кәлгәнләр ичидә йәһудий диниға киргән бәзи грекларму бар еди.


Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» һейтиға аз қалған еди. Нурғун кишиләр тазилиниш диний қаидисини ада қилиш үчүн, һейттин бир қанчә күн илгири йезилардин Йерусалимға келишти.


Лазар исимлиқ бир адәм кесәл болуп қалған еди. У һәди­лири Мәрийәм вә Марта билән Йәһудийә өлкисидики Бәйтания йезисида туратти. Мәрийәм болса, һәзрити Әйсаниң путлириға хуш пурақлиқ яғ сүркәп, чачлири билән уларни сүртүп қурутқан аял еди.


Андин һәзрити Әйса улардин айрилип, шәһәрдин чиқип Бәйта­ния йезисиға берип, кечини шу йәрдә өткүзди.


Лазар қол-путлири кепинләнгән, иңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Һәзрити Әйса уларға: — Кепинликни салдуруп, уни өз мәйлигә қоюветиңлар! — деди.


Һәзрити Әйса Йерусалимға берип мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирди вә һәммә нәрсини көздин кәчүрди. Бирақ кәч кирип қалғачқа, он икки шагирти билән биллә йәнә Бәйтанияға қайтти.


У йәрдә паһишә дәп тонулған бир аял һәзрити Әйсаниң бу пәрисийниң өйигә кәлгәнлигини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида әтир елип кәлди


Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин жуқури авазда: — Лазар, ташқириға чиқ! — дәп чақирди.


Зор бир түркүм йәһудийлар һәзрити Әйсаниң Бәйтанияда екәнли­гини аңлиди вә ялғуз һәзрити Әйсани әмәс, У өлүмдин тирилдүргән Лазарниму көрүш үчүн у йәргә кәлди.


Әтиси «Өтүп кетиш» һейтини өткүзүшкә кәлгән зор бир түркүм халайиқ һәзрити Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite