Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 11:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Һәзрити Әйса буни аңлап: — Бу кесәллик Лазарниң өлүми билән аяқлашмайду. Әксичә бу арқилиқ Худа Оғлиниң улуқлуғи аян болуп, халайиқ Худаға мәдһийә ейтиду, — деди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 11:4
20 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса униңға: — Мән саңа: «Ишәнсәң, Худаниң улуқлуғини көрисән», дегән едимғу, — деди.


Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Өзи яки ата-анисиниң гуна қилғанлиғидин әмәс, бәлки Худаниң Өз қудритини униң һаятида аян қилмақчи болғанлиғидиндур.


Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар сәвәвидин һақарәткә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң улуқ Роһи силәрниң қәлбиңлардин орун алған.


Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.


Әй Ата, Сениң йениңға қайтқинимда, дуния яритилиштин бурун Биз һөзүрләнгән улуқлуқтин Мени қайта һөзүрләндүргәйсән.


Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткән­лигигә ишәнди.


Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


Әйса Мәсиһкә үз келәлмәйдиған ишларни қилип, хиҗаләтчиликтә қалмаслиғимни интизарлиқ билән үмүт қилимән һәм һазирму илгирикигә охшашла, мәйли мән қандақ яшай яки қандақ өләй, Әйса Мәсиһни батурлуқ билән улуқлаймән.


Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини асман­ға тикип мундақ дуа қилди: — Әй Ата, Мениң вақит-саатим йетип кәлди. Сән Оғлуңниң улуқлу­ғини аян қилғин. Буниң билән Оғлуңму улуқлуғуңни аян қилсун.


Пәрисийләр илгири қарғу болған у адәмни йәнә чақирип: — Худа алдида қәсәм қил! Биз бу Адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.


Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Әгәр Мән Өзәмни Өзәм улуқлисам, Мениң улуқлуғум бекар болатти. Бирақ Мени Улуқлиғучи — силәр «Худайимиз» дәп атайдиған Атамниң Өзидур.


Ундақта, шуни сорайки: исраиллар путлишип шу жиқилғиничә пүтүнләй гумран болдиму? Яқ, һәргиз ундақ әмәс! Лекин исраиллар бойсунмиғанлиқтин, Худа йәһудий әмәсләрни ниҗатлиққа ериштүр­ди. Буниңдики мәхсәт, исраилларниң уларға болған көрәлмәслигини қозғаштур.


Мениңки Сениңкидур, Сениңки болса, Мениңкидур. Мениң улуқлуғум улар арқилиқ аян болди.


Ата, улуқлуғуңни көрсәткин! Шу вақитта асмандин бир аваз аңланди: — Улуқлуғумни көрсәттим вә йәнә көрситимән.


Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.


Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятиңлар йәнә һәққанийлиқ мевиси билән толуп, Худаға шан-шәрәп вә мәдһийиләр елип келисиләр.


Әтә әтигәндә Пәрвәрдигарниң улуқлу­ғини көрисиләр. Рәнҗигәнлигиңлар Униң қулиғиға йәтти. Силәр­ниң наразилиғиңлар Униңға қаритилғандур. Бизгә қарши наразилиқ билдүргидәк биз ким едуқ?


Лекин қилсам, сөзлиримгә ишәнмигән һаләттиму, қилғанлиримни көрүп, уларниң һәқлиғигә ишиниңлар. Буниң билән Атамниң Мәндә екәнлигини, Мениңму Атамда екәнлигимни һәқ дәп билип йетисиләр.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite