7 Шуңа һәзрити Әйса чүшәндүрүп, мундақ деди: — Билип қоюңларки, қойлар киридиған ишик Өзәмдурмән.
Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду.
Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.
Һәзрити Әйса мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — Билип қоюңларки, қой қорасиға ишиктин кирмәй, темиға ямишип киргән киши оғри вә қарақчидур.
Ишик Өзәмдурмән, Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип жүрүп, яп-йешил от-чөпләрни тепип йәләләйду.