Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Әтрапидикиләр һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни сөзләш арқилиқ өзлиригә немә демәкчи болғанлиғини чүшәнмиди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 10:6
20 Referans Kwoze  

— Силәргә буларни тәмсилләр билән билдүрдүм. Бирақ шундақ бир вақит келидуки, у чағда тәмсилләр билән сөзлимәймән, Атам тоғрилиқ очуқ ейтимән.


Һәзрити Әйса улардин: — Бу сөзләрни чүшәндиңларму? — дәп сориди. — Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.


Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!


Лекин қәлбидә Худаниң Роһи болми­ған кишиләр Худаниң Роһи ата қилған бу һәқиқәтләрни қобул қилал­майду, шундақла бу ишлар уларға бемәна туюлиду. Бундақ кишиләр бу ишларни чүшинәлмәйду. Чүнки бу ишларни пәқәт Худаниң Роһиниң ярдими арқилиқла чүшәнгили болиду.


Сөзлиримни немишкә чүшәнмәйсиләр? Ениқки, Мениң тәлимим қулиғиңларға яқмайватиду.


Улар һәзрити Әйсаниң өзлиригә ейтқанлириниң Атиси Худа тоғрилиқ екәнлигини чүшинәлмиди.


«Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр», дегини немисиду? — дейишти.


Нурғун шагиртлар буни аңлиғанда: — Бу тәлимни һәзим қилиш бәк тәс екән, буни ким қобул қила­лисун? — дейишти.


Бу сөз билән улар хапа болушуп: — Бу адәм бизниң йейишимизгә Өз тенини қандақ берәләйду? — дейишип талаш-тартиш қилишқа башлиди.


Һәзрити Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчи­ликкә баян қилди. У тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти.


Тәмсил кәлтүрмәй туруп һеч қандақ тәлим бәрмәтти. Өз шагиртлири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.


Шагиртлири: — Әнди тәмсил кәлтүрмәй, очуқ ейттиңиз.


Униң яман йолға қайтқини дәл һекмәтлик сөзләрдә ейтилғиниға охшайду: «Ишт айлинип өз қусуғини йәр» вә йәнә «Чошқа жуюнуп чиқипла патқақта еғинар».


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite