Силәргә бу хәтни йезишимдики сәвәп, силәрниң һәқиқәтни билмигәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки һәқиқәтни билип, ялғанчилиқниң һәқиқәттин келип чиқмайдиғанлиғини чүшәнгәнлигиңлар үчүндур.
Чүнки шундақ бир заман келидуки, у чағда инсанлар Худа тоғрисидики тоғра тәлимләрни аңлашни халимайду. Бәлки улар қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн өз һәвәслиригә уйғун келидиған тәлим бәргүчиләрни издәйду.