Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 У инсанларниң өзи арқилиқ «Һәқиқий Нурға» ишиниши үчүн, Униңға гувалиқ беришкә кәлгән еди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:7
16 Referans Kwoze  

— Шу чағда Йәһия пәйғәмбәр кишиләргә чөмүлдүрүшни қобул қилғанларниң гунайиға товва қилип, Худаға йүзлиниш нийитини ипадилиши керәклигини һәм өзидин кейин Кәлгүчигә, йәни һәзрити Әйсаға ишиниши керәклигини тапилиған, — деди Павлус.


У у йәрдин өтүп кетиватқан һәзрити Әйсани көрүп: — Қараңлар! Худаниң қурван қилинидиған Қозиси! — деди.


Шундақтиму У Өзини қобул қилип, Өзигә ишәнгәнләрниң һәммисигә Худаниң пәрзәнди болуш һоқуқини бәрди.


Дунияға келидиған бу «Һәқиқий Нур» пүткүл инсанни йорутидиған Нурдур.


Йәһия пәйғәмбәр Униңға гувалиқ берип, халайиққа жуқури аваз билән мундақ деди: — Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут», дегән едимғу. У дәл мошу Кишидур!


Рәббимиз һәргизму бәзиләрниң ойлиғинидәк Өзиниң қайта келиши тоғрисидики вәдисини орун­лаш­ни кечиктүр­гини йоқ. Бәлки У силәргә кәңчилик қилиш сәвәви­дин техи қайта кәлмиди. Худа һеч кимниң мәңгү һалак болушини халимайду, бәлки У барлиқ инсанларниң товва қилишини халайду.


Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.


Пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа йәнә бурундин тартип ашкарилимиған бу планиниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини барлиқ инсанларға чүшәндүрүш вәзиписини маңа бәрди.


Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.


Йерусалимдики йәһудий ақсақаллири Худаниң әвәтидиған Қутқазғучисиниң Йәһия пәйғәмбәр яки әмәслигини билиш үчүн, роһанийлар билән мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийларни Йәһияниң алдиға әвәтти.


Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәммиңлар Худаниң пәрзәнт­лири болдуңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite