44 Филип бәйтсайдалиқ болуп, Әндәр билән Петрусниң жутдиши еди.
Булар Җәлилийәниң Бәйтсайда йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Җанаплири, биз һәзрити Әйса билән көрүшмәкчидуқ, — дәп тәләп қилишти.
— Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти.
— Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип гуналириға товва қилған болатти.
Он икки шагирт қайтип келип, өзлириниң қилған һәммә ишлирини һәзрити Әйсаға мәлум қилди. Һәзрити Әйса башқиларға уқтурмай уларни Бәйтсайда дегән йезиға елип маңди.
Һәзрити Әйса билән шагиртлири Бәйтсайда йезисиға кәлди. У йәрдә кишиләр һәзрити Әйсаниң алдиға бир кор адәмни елип келип, униңға қолини тәккүзүп сақайтип қоюшни өтүнди.
Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, Өзидин авал көлниң у қетидики Бәйтсайда йезисиға өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти.
Әндәр, Филип, Бартоломай, Мәтта, Томас, Һалпайниң оғли Яқуп, Тадай, вәтәнпәрвәр дәп аталған Симун
Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп вә Тадай,
Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики һоҗриға чиқти. Уларниң арисида Петрус, Юһанна, Яқуп, Әндәр, Филип, Томас, Бартоломай, Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп, вәтәнпәрвәр Симун вә башқа бир Яқупниң оғли Йәһудалар бар еди.
Улар: Симун (һәзрити Әйса уни Петрус дәпму атиған) вә униң иниси Әндәр, Яқуп, Юһанна, Филип, Бартоломай,
Әтиси һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә беришни қарар қилди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң, — деди.
Филип Натанйәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәрләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли насирәлик Әйса екән! — деди.
Бирақ Натанйәл: — Насирәликму?! Әшу кичик бир шәһәрдин мундақ яхши иш чиқарму? — деди. — Келип көрүп бақ, — деди Филип.
— Мениң қандақ адәм екәнлигимни қәйәрдин билдиңиз? — дәп сориди Натанйәл һәйран болуп. Һәзрити Әйса: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — дәп җавап бәрди.
Һәзрити Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: — Шунчә көп адәмни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дәп сориди.
Филип җававән: — Һәммисиниң бир бурдидин нан йейиши үчүн йерим жиллиқ киримму йәтмәйду! — деди.
Филип берип буни Әндәргә мәлум қилди. Андин улар иккиси һәзрити Әйсаға хәвәр қилди.