Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:43 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

43 Әтиси һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә беришни қарар қилди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң, — деди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:43
19 Referans Kwoze  

— Әй Рәббим, Атиңизни көрситип қойсиңизла, рази болаттуқ, — деди Филип.


Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип алдиға қарап кетиватқанда, бир баҗгирни көрди. Униң исми Мәтта болуп, баҗ жиғидиған җайда олтиратти. Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! — деди. Мәтта орнидин туруп, Униңға әгәшти.


Булар Җәли­лийә­­ниң Бәйтсайда йезисидин болған Филипниң йениға келип: — Җанаплири, биз һәзрити Әйса билән көрүшмәкчидуқ, — дәп тәләп қилишти.


Бизниң қәлбимиз меһир-муһәббәтлик, чүнки Худа алди билән бизгә меһир-муһәббәтлик болди.


Һәзрити Әйса бешини көтирип, зор бир топ халайиқниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, Филиптин: — Шунчә көп адәмни тойдурғидәк нанни нәдин тапимиз? — дәп сориди.


Бундақ дейиш билән, бу мәхсәткә еришип болдум яки камаләткә йәттим, демәкчи әмәсмән. Лекин Әйса Мәсиһ мени немә мәхсәт билән қутқузған болса, мәнму шу мәхсәт үчүн чепип жүрүватимән.


Мана бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйтания дегән йезида, йәни Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни дәрияда чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүватқан йәрдә йүз бәргән еди.


Инсан Оғли униңға охшаш азған адәмләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди һәзрити Әйса.


Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Мәтта, Һалпайниң оғли Яқуп вә Тадай,


Филип җававән: — Һәммисиниң бир бурдидин нан йейиши үчүн йерим жиллиқ киримму йәтмәйду! — деди.


Әтиси Йәһия пәйғәмбәр икки шагирти билән йәнә шу йәрдә еди.


Һәзрити Әйса Йәһияниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Җәли­лийә өлкисигә қайтип кәлди.


Һәзрити Әйса униңға: — Маңа әгәшкин! Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун, — деди.


Әтиси Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң өзигә қарап келиват­қанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қили­ниши үчүн һазирланған Худаниң Қозисидур!


Филип бәйтсайдалиқ болуп, Әндәр билән Петрусниң жутдиши еди.


Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткән­лигигә ишәнди.


Бу сөзни аңлиған икки шагирт һәзрити Әйсаниң кәйни­дин меңиш­ти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite