Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41 Әндәр дәрһал өз акиси Симунни тепип, униңға: — Биз «Мәсиһни» таптуқ! — деди. («Мәсиһ» — «Худа тайинлиған Қутқаз­ғучи» дегән мәнада.)

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:41
21 Referans Kwoze  

Аял һәзрити Әйсаға: — Мәсиһниң, йәни Қутқазғучиниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә бизгә һәқиқәтни толуқ чүшәндүрүп бериду, — деди.


Филип Натанйәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәр­ләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли наси­рәлик Әйса екән! — деди.


Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


Шимон гепини түгитиши билән, Һанна йетип келип Худаға шүкүр ейтти һәм исраилларниң қутқузулушини күтүватқан барлиқ халайиққа Бала тоғрисида сөз қилди.


Падичилар әһвални көргәндин кейин, периштә ейтқан Бовақ һәққидики сөзләрни кишиләргә йәткүзди.


Дәл шу әһвал бизниң шәһиримиздә йүз бәрди! Һирод хан билән һаким Пилатус римлиқ ләшкәрләр вә исраил хәлқи билән бир­лишип, муқәддәс Хизмәткариң, Өзәң тайинлиған Қутқазғучи Әйсаға қарши топланди.


Силәрниңму биз билән қериндаш болушуңлар үчүн көргән вә аңлиғанлиримизни силәргә йәткүзүватимиз. Биз бундақ қериндашлиқтин биллә һөзүрлинәләймиз. Чүнки биз һәмми­миз бирликтә Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағландуқ.


«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite