16 Униң меһир-шәпқити чәксиз болғачқа, һәммимиз һәр дайим бәхит үстигә бәхиткә еришип кәлдуқ.
Худа Өзиниң барлиқ мукәммәл тәбиитиниң Униңда болушини халиди.
Ишәнчимиз болғачқа, Әйса Мәсиһ бизни биз һазир һөзүрлиниватқан бу меһир-шәпқәткә егә қилди. Шуңа биз Худаниң шан-шәривигә еришиш үмүтидә шат-хорам болмақтимиз.
Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тени болуп, бу тән У тәрипидин толуқлинип туриду. Әйса Мәсиһниң Өзи пүткүл каинатниң һәр җәһәттин толуқлиғучисидур.
Бир адәмниң гунайи түпәйлидин өлүм инсанларға һөкүмранлиқ қилған йәрдә, Худаниң мол меһир-шәпқити вә һәққаний болуш соғисиға еришкән кишиләр йәнә бир адәм, йәни Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятида гуна вә өлүм үстидин ғалибә қилмасму?
Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөзләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә.
Худа Атимиз Өзиниң алдин-ала орунлаштуруши бойичә силәрни таллиди, Муқәддәс Роһ силәрни пак қилди. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһкә бойсунуп, Униң қурванлиқ қени билән гуналириңлардин жуюлушуңлар үчүндур. Худа силәргә һәссиләп меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Чүнки кимдә әқил-парасәт болса, униңға техиму көп берилиду. Униңдики әқил-парасәт ешип-ташқичә болиду. Лекин кимдә әқил-парасәт болмиса, униңда бар болғиниму елип кетилиду.
Барлиқ әқил-парасәт вә билим Әйса Мәсиһкә муҗәссәмләнгән.
Бирақ силәргә кәлсәк, Худаниң Роһи һәқиқәтән қәлбиңларда яшиғанлиқтин, гунакар тәбиитиңларниң башқурушида әмәс, бәлки Муқәддәс Роһниң башқурушида туруватисиләр. Қәлбидә Муқәддәс Роһ, йәни Әйса Мәсиһниң Роһи болмиған адәм Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәстур.
Чүнки Мән силәргә дүшмәнлириңлар қарши чиқалмиғидәк вә рәт қилалмиғидәк сөз қабилийити вә әқил-парасәт ата қилимән.
Бирақ Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә унимай: — Сениң мениң алдимға кәлгиниң немиси! Мән чөмүлдүрүшни әсли Сәндин қобул қилишим керәк едиғу? — деди.
Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду.
Әйса Мәсиһниң Роһи уларниң қәлбидә болуп, бу Роһ уларға Худа әвәтмәкчи болған Қутқазғучи чекидиған азап-оқубәтләр вә Униң бу азап-оқубәтләрни чәккәндин кейин еришидиған шан-шәриви тоғрисида алдин-ала мәлумат бәргән. Улар бу ишларниң қачан вә қандақ йүз беридиғанлиғи үстидә издәнгән.
Тәврат қануниниң берилиши кишиләргә өз гунайиниң интайин көплүгини очуқ көрситиш үчүндур. Лекин қәйәрдә гуна көп болса, Худаниң меһир-шәпқитиму шу йәрдә һәссиләп ашти.