Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Шундақтиму У Өзини қобул қилип, Өзигә ишәнгәнләрниң һәммисигә Худаниң пәрзәнди болуш һоқуқини бәрди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:12
27 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ һәммиңлар Худаниң пәрзәнт­лири болдуңлар.


Худа­ниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиғанларниң һәммиси Худаниң пәрзәнт­лиридур.


Қараңлар, асмандики Атимиз бизгә нәқәдәр меһир-муһәббәт көр­сәт­кән һә! Униң меһир-муһәббити шунчилик чоңқурки, У бизни «пәрзәнтлирим» дәп атиди. Һәқиқәтәнму биз Худаниң пәрзәнт­лиримиз. Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр асмандики Атимизни тонумиғанлиқтин, бизниң Худаниң пәрзәнтлири екәнлигимизниму тонуп йетәлмәйду.


Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду.


Униңға ишәнгәнләр сораққа тартилмайду. Ишәнмигәнләр болса, аллибурун сораққа тартилған болиду, чүнки улар Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнмигән еди.


Силәр Әйса Мәсиһни Рәббимиз, дәп қобул қилған екәнсиләр, Униңға әгишип яшаңлар.


Силәрни қобул қилғанлар Мени қобул қилған болиду; Мени қобул қилғанлар болса Мени әвәткүчи Худани қобул қилған болиду.


Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.


У Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити арқилиқ бизгә наһайити улуқ вә қиммәтлик вәдиләрни бәрди. Булар арқилиқ биз бу дуниядики инсанларниң болмиғур һәвәслиридин келип чиққан әхлақсизлиқтин қутулуп, Худаниң тәбиитигә охшаш тәбиәткә егә болалаймиз.


Пүткүл хәлиқләр Униң намиға үмүт бағлар».


Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.


Мана шу һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз билән бу току адәмгә күч кирди. Силәр көрүп турған вә тонуйдиған бу адәм бизниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз арқилиқ сапму-сақ болди. Силәрму буни көрдүңлар.


У инсанларниң өзи арқилиқ «Һәқиқий Нурға» ишиниши үчүн, Униңға гувалиқ беришкә кәлгән еди.


Ким Мени дәп, бундақ кичик балиларни қобул қилса, Мени қобул қилған болиду!


«Өтүп кетиш» һейти җәриянида һәзрити Әйсаниң Йерусалимда көрсәткән карамәт вә мөҗүзилирини көргән нурғун кишиләр Униңға ишиништи.


У Өз йеригә кәлгән болсиму, бирақ Уни Өз хәлқи қобул қилмиди.


Бу Муқәддәс Роһ қәлб роһумиз билән биллә бизниң Худаниң пәрзәнт­лири екәнлигимизгә гувалиқ бериду.


Яритилған пүткүл мәвҗудат Худаниң Өз пәрзәнтлирини аян қилишини интизарлиқ билән күтмәктә.


Қәдирлик қериндашлар, биз һазир Худаниң пәрзәнтлиримиз, лекин кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи бизгә очуқ аян қилинмиған. Бирақ Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз. Чүнки шу чағда У қандақ болса, биз Уни шу пети көримиз.


Һәққаний йолни тутмайдиған яки қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған киши Худаниң пәрзәнди әмәстур. Худаниң пәрзәнтлири билән шәйтанниң пәрзәнтлири мана мошуниң билән пәриқлиниду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite