Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Һәммидин бурун «Сөз» бар еди. У Худа билән биллә еди һәм Өзи Худа еди.

Gade chapit la Kopi




Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 1:1
39 Referans Kwoze  

Худа һәммидин бурун пүтүн аләмни яратти.


Әй Ата, Сениң йениңға қайтқинимда, дуния яритилиштин бурун Биз һөзүрләнгән улуқлуқтин Мени қайта һөзүрләндүргәйсән.


Учисиға қанға миләнгән тон кийгән бу атқа Мингүчиниң исми «Худаниң Сөзи» еди.


У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗуттур. Барлиқ мәвҗудатлар У арқилиқла моҗут болуп туриду.


«Сөз» инсан болди һәм аримизда яшиди. У меһир-шәпқәт вә һәқиқәткә толған болуп, биз Униң улуқлуғини, йәни Атимиз Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиниң улуқлуғини көрдуқ.


Баш вә Ахир, Тунҗа вә Ахирқи, Муқәд­­дәм вә Тамам Мән болимән».


У аләм яритилиштин бурунла Худа билән биллә еди.


Пәрвәрдигар Худа дәйдуки: «Баш вә Ахир Өзәмдурмән. Һазир вә әзәлдин Бар Болған һәм Мәңгү Бар Болғучимән, шундақла һәммигә қадирдурмән».


У тәбиити җәһәттә Худа болсиму, Худа билән тәң орунда турушум керәк, демиди.


«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур.


У йәнә: «Тамам болди. Баш вә Ахир, Муқәддәм вә Тамам Өзәмдурмән. Уссиғанларға һаятлиқ сүйиниң булиғидин һәқсиз су беримән.


Әйса Мәсиһ түнүгүн, бүгүн вә мәңгү өзгәрмәйду.


Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Мән Атамниң йенидин бу дунияға кәлдим. Әнди бу дуниядин Атамниң йениға кетимән.


Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини учамға қоюп мундақ деди: — Қорқма, Тунҗа вә Ахирқи Мән болимән.


— Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән.


Биз улуқ Худа болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән қайта келишидин ибарәт мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтимиз.


Муқәд­­дәс Язмиларда униң ата-аниси, уруқ-әвлади, нәсәби һәм униң һаяти­ниң башлиниши вә ахирлишиши тоғрисида бирәр хатирә йоқтур. У худди Худа Оғлидәк мәңгүлүк роһанийдур.


— Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Амин Аталғучи, йәни садиқ вә ишәнчлик Гувачи, Худа яратқан мәвҗудатларниң Мәнбәси мундақ дәйду:


Пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа йәнә бурундин тартип ашкарилимиған бу планиниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини барлиқ инсанларға чүшәндүрүш вәзиписини маңа бәрди.


Юһанна Худаниң Сөзи — Әйса Мәсиһ бәргән гувалиққа, көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.


Әйса Мәсиһ тоғрилиқ үч гувалиқ бар.


Улар Ибраһим, Исһақ вә Яқупларниң әвлатлиридур. Әйса Мәсиһму улар­ниң Әвлади болуп, бу дунияға инсан тенидә кәлди. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүридиған, мәңгү мәдһийилинидиған Худадур, амин!


Худани һеч ким көрүп баққан әмәс, бирақ Уни Атимиз Худаниң һәмрайи вә ялғуз Оғли, шундақла Өзи Худа болған Әйса Мәсиһ бизгә билдүрди.


— Измирдики мәсиһийләр җамаитиниң периштәсигә мундақ яз: «Тунҗа вә Ахирқи, өлүп Тирилгүчи мундақ дәйду:


Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқаз­ғучимиз болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар.


Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә мәсиһийләр җамаитигә, йәни Әфәс, Измир, Пәргама, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикия шәһәр­ли­ригә әвәт», дегән еди.


һемишәм мәркизий ибадәтханида Худаға мәдһийә ейтип турди.


Һәзрити Әйса уларға: — Билип қоюңларки, Мән Ибраһим туғулмастинла бар едим! — деди.


Әйса Мәсиһ көз билән көргили болмайдиған Худаниң обризидур. У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗут болған болуп, улардин үстүн туриду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite